This is a printer friendly version

Search:

by keyword or phrase:

Go to:

Bible reference:

Translations:

Preferred Translations

  • Preferred Translations can be selected from the preferences tab

All Translations

Муқәддәс Китап (Современный уйгурский перевод)

Муқәддәс Китап, Инҗил (Йеңи Келишим), Тәврат, Зәбур, Пәйғәмбәрлəрниң Язмилири (Кона Келишим талланмилар), Һазирқи заман уйғурчә тәрҗимиси./ Священное Писание, Современный уйгурский перевод / http://ug-cy.umkj.org/muqeddes-kitap/

Extra context verses: 0

john 1:1 (Table III)

Eusebian Number

1.1 3.14 4.1 4.3 4.5
Matt.1.1-16 Luke.3.23-38 John.1.1-5 John.1.9-10 John.1.14
1Әйса Мәсиһниң әҗдатлири: Әйса Мәсиһ Давут падишаниң Әвлади, Давут падиша болса Ибраһимниң әвлади. 2Ибраһим Исһақниң атиси, Исһақ Яқупниң атиси, Яқуп Йәһуда вә униң қериндашлириниң атиси, 3Йәһуда Тамардин туғулған Пәрәс вә Зәрахниң атиси, Пәрәс Хәзронниң атиси, Хәзрон Рамниң атиси, 4Рам Амминадабниң атиси, Амминадаб Наһшонниң атиси, Наһшон Салмонниң атиси, 5Салмон Раһабдин туғулған Боазниң атиси, Боаз Руттин туғулған Обедниң атиси, Обед Йишайниң атиси, 6Йишай Давут падишаниң атиси, Давут падиша Урияниң аялидин туғулған Сулайманниң атиси, 7Сулайман Реһабамниң атиси, Реһабам Абияниң атиси, Абия Асаниң атиси, 8Аса Йәһошафатниң атиси, Йәһошафат Йорамниң атиси, Йорам Узийәниң атиси, 9Узийә Йотамниң атиси, Йотам Аһазниң атиси, Аһаз Һизикийәниң атиси, 10Һизикийә Манассәниң атиси, Манассә Амонниң атиси, Амон Йошийәниң атиси, 11Йошийә Исраил әвлатлири Бабилға сүргүн қилинғанда туғулған Йиһоякин вә униң қериндашлириниң атиси, 12Йиһоякин исраиллар Бабилға сүргүн болғандин кейин туғулған Шиалтелниң атиси, Шиалтел Зируббабәлниң атиси, 13Зируббабәл Абихудниң атиси, Абихуд Әляқимниң атиси, Әляқим Азорниң атиси, 14Азор Задоқниң атиси, Задоқ Аһимниң атиси, Аһим Әлиһудниң атиси, 15Әлиһуд Әлъазарниң атиси, Әлъазар Матанниң атиси, Матан Яқупниң атиси, 16Яқуп Мәрийәмниң ери Йүсүпниң атиси, Мәрийәм Мәсиһ дәп аталған Әйсаниң аписи. 23Һәзрити Әйса Худа йолида хизмәт қилишқа киришкән вақитта оттуз яшларда еди. Кишиләрниң нәзәридә У Йүсүпниң Оғли еди. Йүсүп Елийниң оғли, 24Елий Мәттатниң оғли, Мәттат Лавийниң оғли, Лавий Мәлкийниң оғли, Мәлкий Яннайниң оғли, Яннай Йүсүпниң оғли, 25Йүсүп Мататияниң оғли, Мататия Амосниң оғли, Амос Наһумниң оғли, Наһум Һеслиниң оғли, Һесли Нағайниң оғли, 26Нағай Маһатниң оғли, Маһат Мататияниң оғли, Мататия Шимийниң оғли, Шимий Йосехниң оғли, Йосех Юданиң оғли, 27Юда Йоананниң оғли, Йоанан Ресаниң оғли, Реса Зируббабәлниң оғли, Зируббабәл Шиалтелниң оғли, Шиалтел Нәрийниң оғли, 28Нәрий Мәлкийниң оғли, Мәлкий Адиниң оғли, Ади Қосамниң оғли, Қосам Елмадамниң оғли, Елмадам Ерниң оғли, 29Ер Йошуваниң оғли, Йошува Әлиәзәрниң оғли, Әлиәзәр Йоримниң оғли, Йорим Мәттатниң оғли, Мәттат Лавийниң оғли, 30Лавий Шимонниң оғли, Шимон Йәһуданиң оғли, Йәһуда Йүсүпниң оғли, Йүсүп Йонамниң оғли, Йонам Әляқимниң оғли, 31Әляқим Мелеаһниң оғли, Мелеаһ Мәннаниң оғли, Мәнна Мататаниң оғли, Матата Натанниң оғли, Натан Давутниң оғли, 32Давут Йишайниң оғли, Йишай Обедниң оғли, Обед Боазниң оғли, Боаз Салмонниң оғли, Салмон Наһшонниң оғли, Наһшон Аминадабниң оғли, 33Амминадаб Рамниң оғли, Рам Хәзронниң оғли, Хәзрон Пәрәсниң оғли, Пәрәс Йәһуданиң оғли, 34Йәһуда Яқупниң оғли, Яқуп Исһақниң оғли, Исһақ Ибраһимниң оғли, Ибраһим Тәраһниң оғли, Тәраһ Нахорниң оғли, 35Нахор Сиругниң оғли, Сируг Риуниң оғли, Риу Пәләгниң оғли, Пәләг Ебәрниң оғли, Ебәр Шалаһниң оғли, 36Шалаһ Қенанниң оғли, Қенан Арпакшадниң оғли, Арпакшад Самниң оғли, Сам Нуһниң оғли, Нуһ Ләмәкниң оғли, 37Ләмәк Митушәлахниң оғли, Митушәлах Һанухниң оғли, Һанух Йәрәдниң оғли, Йәрәд Маһалалелниң оғли, Маһалалел Қенанниң оғли, 38Қенан Еношниң оғли, Енош Шитниң оғли, Шит Адәм атиниң оғли, Адәм ата болса, Худаниң оғли еди.
1Һәммидин бурун «Сөз» бар еди. У Худа билән биллә еди һәм Өзи Худа еди. 2У аләм яритилиштин бурунла Худа билән биллә еди. 3У арқилиқ барлиқ мәвҗудатлар яритилди. Һечқандақ мәвҗудат Униңсиз яритилған әмәс. 4«Сөз» һаятлиқниң мәнбәси болуп, бу һаят­лиқ инсанларға нур елип кәлди. 5Нур қараңғулуқни йорутиду, қараң­ғулуқ болса нурни һәргиз йеңәлмигән.
9Дунияға келидиған бу «Һәқиқий Нур» пүткүл инсанни йорутидиған Нурдур.
10Дуния «Сөз» арқилиқ яритилған болсиму, «Сөз» бу дунияға кәлгән­дә, дуния Уни тонумиди.
14«Сөз» инсан болди һәм аримизда яшиди. У меһир-шәпқәт вә һәқиқәткә толған болуп, биз Униң улуқлуғини, йәни Атимиз Худаниң бирдин-бир ялғуз Оғлиниң улуқлуғини көрдуқ.